түркийә террорчиларға үзлүксиз зәрбә бәрмәктә

түркийә һава армийәси, ирақниң шималиға җайлашқан зап районида чегра бойидики һәрбий районларға қораллиқ һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати - п к к әзаси 4 террорчини бир тәрәп қилди.

805406
түркийә террорчиларға үзлүксиз зәрбә бәрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң интернет сәһиписидә түнүгүнки <дөләт ичидики вәқәләр> гә алақидар вақипландуруш учури елан қилинди. учурда, түркийә һава армийәсиниң ирақниң шималиға җайлашқан зап районида чегра бойидики һәрбий районларға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға әза төт террорчини һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, бир тәрәп қилғанлиқи қәйт қилинди.

хәвпсизлик күчлириниң чарлаш хизмәтлири җәрйанида болса, ширнақниң силопи наһийәсидә икки данә йәрлик усулда йасалған партлатқуч؛ бәйтушшәбабта икки данә қол бомбиси вә бир данә адәмләргә қарши мина байқилип, чувуп ташланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر