ибраһим әрән т р т ниң баш мудири болди

түркийә радийо-телевизийә идариси (т р т) ниң муавин баш мудири болуп хизмәт қиливатқан ибраһим әрән түркийә радийо-телевизийә идарисиниң баш мудири болуп вәзипигә тәйинләнди.

767568
ибраһим әрән т р т ниң баш мудири болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ибраһим әрәнни т р т баш мудирлиқиға вәзипигә тәйинләш қарарини тәстиқлиди. мәзкур қарар рәсмий гезиттә елан қилинди.

т р т баш мудирлиқ вәзиписи үчүн илтимас сунған 56 исим ичидин талланған үч исимниң бири болған ибраһим әрән, министирлар кеңишидә авазға қойулғандин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәстиқи билән, т р т ниң 17-нөвәтлик баш мудири болди.

ибраһим әрән 2013-йили ийулдин тартип түркийә радийо-телевизийә идарсиниң муавин баш мудири болуп хизмәт қиливататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر