әрдоған: йавропа иттипақи мәсуллири билән учришишлиримиз иҗабий өтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мәмликәткә қайтиш җәрйанида айропиланда бирйуссел зийарити үстидә тохталди.

740460
әрдоған: йавропа иттипақи мәсуллири билән учришишлиримиз иҗабий өтти

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирйусселдә шималий атлантик әһди тәшкилати алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини җәрйанида йавропа ититипақи мәсуллири билән елип барған учришишлириниң иҗабий болғанлиқини ейтти.

әрдоған мәмликәткә қайтиш җәрйанида айропиланда бирйуссел зийарити үстидә тохталди. йавропа иттипақи мәсуллириниң түркийәгә қарита бәзи хизмәтләрни қилғанлиқини вә өзигә 12 айлиқ бир вақит җәдвили сунғанлиқини билдүрди. 

әрдоған йавропа мәсуллири билән  өзара мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш нуқтисидин муһим учришишларни елип барғанлиқини ейтти.

германийә баш министири ангела меркел  билән өткүзгән учришиши үстидиму тохтилип, фәтһулаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң германийәдин панаһлиқ теләш илтимаслириниң қобул қилинишиға қарита түркийәниң биарамлиқини ангела меркелгә йәткүзгәнликини қәйт қилди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر