әрдоған трамп билән өткүзгән учришиши тоғрисида мәлумат бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, п к к террорлуқ тәшкилатиниң сурийә гумаштиси й п г / п й д түркийәгә һуҗум қилған тәқдирдә, һечкимдин сорап олтурмастин зәрбә беримиз» деди.

734669
әрдоған трамп билән өткүзгән учришиши тоғрисида мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 16 – майда вашингтонда америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән көрүшкәндин кейин, түркийәниң вашингтондики әлчиханисида мухбирлар билән учрашти؛ мухбирларға тарихий учришишниң пәрдә арқиси тоғрисида мәлумат бәргән әрдоған, һәрқандақ бир дөләтниң болупму й п г / п й д террорлуқ тәшкилатини дийалог шерики, сүпитидә көрүшини қобул қилишиниң хәлқара дәриҗидә һасил қилинған келишимгә қәтий мувапиқ әмәсликини алаһидә тәкитлиди.

доналд трампқа, террорлуқ тәшкилати й п г вә п й д түркийәгә һәр қандақ шәкилдә һуҗум қилған тәқдирдә, һечкимдин сорап олтурмастин уруш мәзгили бәлгилимилирини иҗра қилидиғанлиқлирини наһайити ениқ ейтқанлиқини әскәрткән әрдоған, «дәрвәқә биз раида, җәраблуста, әлбабта мушундақ қилдуқ. түркийә немиләрни қилалайдиғанлиқини намайан қилди. <террорлуқ тәшкилатлирини ташлаңлар, келиңлар, терроризмға қарши күрәшни бирликтә қилайли> дедуқ. әпсуски, улар буниңға йеқинлашмиди. <мунбични бошаттуқ> дейишти, әмма ундақ иш көрүлмиди. улар һазирму у йәрдә. мунбичтә, раққәдә даеш террорлуқ тәшкилатини йоқатқиниңларда у йәргә кимләр орунлишиду? уларниң йәрлик хәлқи ким? әрәбләр. ундақта у йәрләрни силәр кордлар билән толдурамсиләр? ундақ қилиш, кордлар билән әрәбләрни урушқа селишиңлар дегәнлик болиду.» дәп көрсәтти.

мәйли мунбич, мәйли раққәдә болсун, терроризмға қарши күрәшниң тоғра қәдәмләрниң ташлиниши билән тамамлинишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән җумһур рәис әрдоған, «түркийә болуш сүпитимиз билән, бизму өзимизниң мәсулийәт даиримиздә терроризмға қарши күрәшни давамлаштуримиз. дөләт ичи – сиртида террорлуқ тәшкилатлириға арамчилиқ бәрмәймиз, бир бәлбағ шәкилләндүрүшигә йол қоймаймиз, бошашмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

сүрийә мәсилисидә америкиниң түркийәниң қоңғуриқини чалидиғанлиқини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, «нөвәттә улар раққәни муһасирә астиға алди. немә ишларниң болидиғанлиқини көримиз. әмма түркийә райондики әмәлий мәйданда чоқум мәвҗут болиду؛ сүрийәдиму ирақтиму болиду. қарар мәнбәси болуш җәһәттиму түркийәни ишниң сиртида қалдурушқа болмайду. алдимизда нато башлиқлар йиғини бар. террорлуқ мәсилиси у йәрдиму күнтәртипкә келиду» деди.

доналд трамп билән иқтисадий мәсилиләр вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати тоғрисидиму сөзләшкәнликини билдүргән әрдоған, «буниңдин кейинки мусапидә мәйли достлиримиз арқилиқ, мәйли бихәтәр телефон линийәси арқилиқ болсун, биваситә өзи билән көрүшүш тоғрисида бирдәклик һасил қилдуқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

җумһур рәис әрдоған русийә пирезиденти виладимир путинниң й п г террорлуқ тәшкилатиға қорал бәрмигәнликигә даир байанати тоғрисида болса, «мәсилә кордлар билән һәмкарлишиш – һәмкарлашмаслиқ мәсилиси әмәс. муһими, террорлуқ тәшкилати билән алақә орнатмаслиқтур. дийалог шериклиримизгә <буларға қорал бериватисиләр, қолимизда пакит бар. ракетамийотларниң фото – сүрәтлири бар> дәватимиз, қобул қилишмайду. бизму буларни уларниң алдиға қойушни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر