йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийә доклатидики сәпсәтә вә реаллиқлар

сәһипимизниң бүгүнки санида җәмил доғач ипәкниң, «йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийә доклатидики сәпсәтә вә реаллиқлар» намлиқ анализини силәр билән ортақлашмақчимиз.

730414
йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийә доклатидики сәпсәтә вә реаллиқлар

түркийә авази радийоси: түркийә 16- апрелда асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш тәклипини хәлқниң авазиға сунди. омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидин кейин йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати мәзкур беләт ташлаш паалийити тоғрисида бир парчә доклат елан қилди. бу мунасивәт билән, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийә доклатидики сәпсәтә вә реаллиқлар» намлиқ анализини силәр билән ортақлашмақчимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

асасий қанун вә иҗраийәниң қош башлиқ болуши түркийәдә узун йиллардин буйан бәс – муназирә қилинип келиватқан әң муһим мәсилиләрниң бири иди. түркийә 16 – апрелда омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүп, хәлқниң бу һәқтики пикрини сориди. омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидин кейин, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати беләт ташлаш паалийити һәққидә асасән дегүдәк әмәлийәттин йирақ, хийалий сәпсәтиләрдин тәшкил тапқан бир парчә доклат елан қилди. доклатниң услуби вә оттуриға қойған дәвалири йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш бир хәлқаралиқ органға йарашмайду.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитини назарәт қилиш үчүн түркийәгә 73 көзәткүчи әвәтти. мустәқил вә битәрәп болуши шәрт болған бу көзәткүчиләрниң бундақ алаһидилики йоқ иди. германийә пуқраси андреҗ һунко, испанийә пуқраси лорена лз де лакалле, австрийә пуқраси зәрифә йаткенға охшаш көзәткүчиләрниң PKK террорлуқ тәшкилатиниң қоллиғучилири икәнликигә вә беләт ташлаш паалийити долқуни мусаписидә рәт қилғучилар сепини паал шәкилдә қоллиғанлиқиға гуваһ болдуқ. йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати тәрипидин тәййарланған доклатта, йалғуз омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитини рәт қилғучи сийасий партийәләр оттуриға қойған пикирләр орун алди. доклатни оқуғиниңизда, буниң салмиқи йоқ кишиләр тәрипидин йезилғанлиқини рошән һес қилалайсиз.

доклатта илгири сүрүлишичә, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң муһим темилири тоғрисида беләт ташлиғучиларға битәрәп мәлумат берилмиди вә иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң иштирак қилиши мумкин болмиди. бу қараш тоғра әмәс. дәрвәқә, бу хил сайламларда битәрәп учур билән тәминләш рәсмий органларниң әмәс, иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар билән мәтбуат – нәшрийат органлириниң вәзиписидур. түркийәниң дөләт игиликидики органлири бу җәһәттики тиришчанлиқларға тосалғу болмиди вә битәрәп тарқитиш бериш үчүн мувапиқ шараит һазирлап бәрди. мәсилән, түркийәдики әң күчлүк вә чоң иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң бири болған, түркийә пай чеки базарлири бирлики, рәт қилиш пикрини бойлап дөләт миқйасида актип паалийәт билән шуғулланди.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, түркийәдә сайлам бәлгилимиси хәлқаралиқ көзитиш органлири вә партийәләр билән һәмкарлиқи болмиған кишиләрниң көзәткүчилик қилишиға йол қоймайдикән. бу асассиз бир сөз. чүнки, түркийәдә бундақ бир чәклимә йаки тосалғу йоқ. нөвәттики сайлам бәлгилимиси вә алий сайлам оргини қарарлири ичидә партийәләр билән алақиси йоқларниң беләт ташлайдиған җайларға беришиға, сандуққа мәсул болушни тәләп қилишиға тосалғу болидиған бир көрсәтмә йоқ. бир хәлқаралиқ көзитиш гурупписи икәнлики очуқ – ашкара болған йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң сайлам көзәткүчилириниң бундақ бир асассиз сөзни илгири сүрүши, әпсуски иғвагәрчилик қилишни мәқсәт қилиду.  йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң йәнә бир асассиз сөзи бойичә болғанда, таратқуларда бирла тәрәп салмақлиқ дәриҗидә орун алди вә таратқуға қойулған чәклимә беләт ташлиғучиларниң көп санлиқчи пикирләргә еришишигә тосқунлуқ қилди. буму хатадур. чүнки, онларчә тиражи йуқири гезит вә онларчә чоң телевизийә қанили рәт қилғучиларниң сәпәрвәрлик паалийәтлиригә кәң орун аҗратти вә актип тарқитиш бәрди. униң үстигә йавропа таратқулири башта болуп асасән дегүдәк пүткүл ғәрб таратқулири рәт қилиш сәпәрвәрлик паалийити билән шуғулланди, йавропадики түрк беләт ташлиғучиларға тәсир көрситишкә тиришти вә уларға бесим ишләтти.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йәнә, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидә тәклип қилинған өзгәртишләрниң һечбириниң аваз беләтлиридин орун алмиғанлиқини, беләт ташлиғучилардин аддийла қилип қоллаш йаки рәт қилишниң тәләп қилинғанлиқини илгири сүрди. бу қарашлар,  йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң йавропа иттипақиниң бәлгилимилиридин бихәвәр икәнликини көрситип бәрди. чүнки, йавропа иттипақиға әза көплигән әлләрдә өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидә беләт ташлиғучиға қоллаш йаки рәт қилиштин ибарәт иккила таллаш имканийити сунулиду. бу усул плебист, дәп атилиду. болупму асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшкә алақидар беләт ташларда плебист усули кәң қоллиниду. йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу әйиблишиниң йахши нийәтлик әмәслики рошән. чүнки, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити пилани төт ай илгири түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә тәқдим қилинди вә парламентта қобул қилинғандин кейин, һәр күни дегүдәк барлиқ мунбәрләрдә бәс – муназирә қилинди.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йәнә, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң асасий әркинликләр чәклимигә учраватқан җиддий һаләт шараитида өткүзүлгәнликини илгири сүрди. униң бу дәвасиму реаллиққа уйғун әмәс. бу йәрдә хусусән шуни тилға елишимиз керәкки, җиддий һаләт барлиқ демократик қанун дөләт түзүмлиридә бар болған, зөрүр тепилғанда йолға қойулидиған бир хил башқуруш усули. дөләтләр демократийәгә хәвп елип кәлгән амилларға қарши җәмийәтниң тәртип – интизамини қоғдаш, асасий һәқ – һоқуқ вә әркинликләрни капаләт астиға елиш үчүн, керәклик қануний чариләрни йолға қойуш салаһийитигә игә. түркийә җумһурийити баштин кәчүргән қанунсиз һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити вә PKK / даеш, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати дегәндәк көп қатламлиқ террорлуқ тәһдитлири җиддий һаләт елан қилишни шәрт қилиду. җиддий һаләт хәлқниң күндилик турмушиға тәсир йәткүзмәйду, пәқәт терроризмға қарши күрәш қилиш саһәсидила иҗра қилиниду. җиддий һаләт даирисидә хәлқниң сайлаш – сайлиниш һоқуқи қатарлиқ сийасий һоқуқлириға һечқандақ чәклимә қойулмиди. йәнә бир тәрәптин, фирансийәдә бәшинчи қетим елан қилинған 2017 – йили 15 – ийулғичә давамлишидиған җиддий һаләт мусаписидә өткүзүлгән вә өткүзүлидиған сайламлар тоғрисида йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң һечқандақ әндишә һес қилмаслиқи, түркийә тоғрисида болса тохтимастин җиддий һаләтни күнтәртипкә елип келиши, униң йаман нийәтлик позитсийәсиниң рошән намайандиси һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر