әрдоғанға һиндистандики ислам универстетиниң пәхри докторлуқ унвани берилиду

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға һиндистандики даңлиқ җамийа миллийа ислам универстетиниң пәхри докторлуқ унвани берилидиғанлиқи билдүрүлди.

723397
әрдоғанға һиндистандики ислам универстетиниң пәхри докторлуқ унвани берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип кәлгән һиндистан пайтәхти йеңи деһлида, дөләтниң алдинқи қатарида туридиған сода-санаәтчиләр билән көрүшти.

рәҗәп таййип әрдоған чүшкән таҗ пәлс нийу делһи (Taj Palace New Delhi) меһмансарийида ахбаратқа йепиқ шәкилдә һиндистан сода-санаәтчилири билән йиғин ечилди. йиғинға, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, иқтисад министири ниһат зәйбәкчи, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрак, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири наби авҗи вә қатнаш министири әһмәт арслан қатарлиқлар қатнашти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сода-санаәтчиләр йиғинини ахирлаштуруп, түркийә-һиндистан сода мунбириға қатнашти вә муһим сөз қилди. у: «биз һиндистан билән мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш үчүн тегишлик қәдәмләрни бесишқа қәтий ирадигә игимиз» деди.

у бүгүн (1-май) һиндистан баш министири нарәндра моди билән көрүшиду. һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишта, келишимләр имзалиниду. рәҗәп таййип әрдоғанға җамийа миллийа ислам универстетиниң пәхри докторлуқ унвани берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر