тунҗәлидики терорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири ғәлибилик ахирлашти

хәвпсизлик күчлири, тунҗәлидики зәрбә бериш һәрикәтлирини ахирлаштуруп, қисимлириға қайтти.

722963
тунҗәлидики терорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири ғәлибилик ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗәлидә йеқинқи үч күн ичидә PKK террорлуқ тәшкилатиниң 27 әзасини бир тәрәп қилип, райондики террорчиларни тирә – перә қиливәткән хәвпсизлик күчлири, тәшкилатқа еғир зәрбә бәрди؛ өлүк һаләттә қолға чүшүрүлгән террорчилардин бириниң 14 йилдин буйан тәшкилат сепидә һәрикәт қилған оваҗик мәсули бир айал террорчи икәнлики ениқланди.

тунҗәлидики зәрбә бериш һәрикити ахирлашти, райондики террорчиларни уҗуқтурған хәвпсизлик күчлири газармилириға қайтти.

дийарбакир, тунҗәли вә битлистә хәвпсизлик күчлириниң паал тәдбирләрни йолға қойуши сайисида бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәлириниң алди елинди.

охшаш болмиған җайларға орунлаштурулған бир тонниға йеқин партлатқуч мадда йоқитип ташланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر