түркийә йаридар пәшмәргәләрниң давалинишиға йардәм қилишқа тәййар икәнликини билдүрди

түркийә армийәсиниң синҗардики PKK террорчилириға зәрбә бериш һәрикитидә йариланған пәшмәргәләрниң давалинишиға йардә қилишқа тәййар икәнликини билдүрди.

721463
түркийә йаридар пәшмәргәләрниң давалинишиға йардәм қилишқа тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, ирақниң шималиға җайлашқан синҗар теғидики PKK террорлуқ тәшкилати унсурлириға зәрбә бериш һава һәрикитидә йариланған пәшмәргә (корд әскәр) ләрниң давалинишиға йардәм қилишқа тәййар икәнликини әрбил даирилиригә йәткүзди.

түркийәниң әрбилдә турушлуқ баш консули мәһмәт акиф инам, ирақ корд районлуқ һөкүмити ички ишлар министири вә пәшмәргиләргә мәсул муавин министир кәрим синҗари билән бу һәқтә учришиш өткүзгәндин кейин байанат берип, «пәшмәргә министирлиқида зийарәттә болуп, қайғурғанлиқимизни вә тәзийә тиләклиримизни изһар қилдуқ. йәнә, йаридарларниң давалинишиға йардәм қилалайдиғанлиқимизни әскәрттуқ» деди.

түркийә уруш айропиланлириниң 25 – апрел кечиси ирақниң мусул шәһиригә қарашлиқ синҗардики PKK террорлуқ тәшкилати унсурларға зәрбә бериш һава һәрикити елип барған җайдики 5 пәшмәргә әскири һайатидин айрилған, 8 и йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر