түркийә армийәси синҗарға һава һуҗуми елип барди

түркийә армийәси ирақниң шималидики синҗар теғи вә сүрийәниң шәрқий шималидики қарақочақ теғи районлириға елип барған һава һуҗумлири арқилиқ террорист нишанларни йәр билән йәксан қиливәтти.

720231
түркийә армийәси синҗарға һава һуҗуми елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: һөкүмәт илгири ирақниң синҗар районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к ниң мәвҗудийитигә рухсәт қилинмайдиғанлиқи тоғрулуқ көп қетим байанатларни елан қилғаниди.

җумһур рәис әрдоғанму сүрийәдики «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәтниң терроризмға қарши күрәштики ахирқиси әмәс, башланғучи һесаблинидиғанлиқини, һәрикәт нишаниниң ирақтики террор увилирини вәйран қилишниму өз ичигә алидиған тәкитлигәниди.

һава армийә қомандани генерал абидин үнал синҗар мәсилиси тоғрулуқ тохталғанда, «синҗарниң иккинчи қәндилгә айлинип қелишиға әсла йол қоймаймиз, чүнки синҗар ирақ билән сүрийәни бир – биригә туташтуридиған һалқилиқ район» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر