түркийә шивейтсарийәлик әмәлдарларни һәрикәткә өтүшкә чақирди

баш министир йардәмчиси нуман қуртулмуш, шәнбә күни шивейтсарийәниң пайтәхти бернда террорлуқ тәшкилатлири тәрипидин өткүзүлгән йиғилиш тоғрисида шивейтсарийәлик әмәлдарларни һәрикәткә өтүшкә чақирди.

700976
түркийә шивейтсарийәлик әмәлдарларни һәрикәткә өтүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: қуртулмуш, бернда террорлуқ тәшкилатлири PKK, DHKP-C вә YPG қатарлиқларни өз ичигә алған гуруппилар тәрипидин өткүзүлгән йиғилишта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға өчмәнлик ипадиләнгән пилакатниң сәвр қачисини тошқузған, пүткүл әдәб – әхлақ вә демократийә чегралирини һалқиған бир һақарәт икәнликини тәкитлиди.

түркийәниң тәшәббуслири нәтиҗисидә шивейтсарийә даирилириниң йиғилиш үстидә тәкшүрүш елип беришни башлиғанлиқини хатирилитип өткән қуртулмуш, «пәқәт йиғилиш өткүзгәнләрла әмәс, у йиғилишқа рухсәт қилғучиларму тәкшүрүлүши керәк, бу бир сийасий сәтчиликтур. шивейтсарийәгә охшаш бир дөләттә хәлқ тәрипидин сайланған бир җумһур рәискә؛ әрдоғанни һуҗум нишани қилған пилакатлар билән «рәт қилиш» йиғилиши өткүзүлүши қәтий қобул қилинмайду. шивейтсарийә сийасий мәнидиму қәдәм ташлиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر