голландийә сақчилири итқа талатқузған түрк түркийәдә

голландийә сақчилириниң итлиқ һуҗумиға учриған һүсәйин қурт түркийәдә.

697864
голландийә сақчилири итқа талатқузған түрк түркийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу голландийә сақчилири роттердам шәһиридә вәһшийләрчә итқа талатқузған түркийә пуқраси һүсәйин қуртниң техиму йахши шараитта давалиниши үчүн истанбулға кәлтүрүлгәнликини билдүрди.

чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter  сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийә сәһийә министирлиқиниң қуртни давалашқа башлиғанлиқини, қандақ болушидин қәтийнәзәр түркийәниң давамлиқ түркийә пуқралириға саһиб чиқидиғанлиқини тәкитлиди.

11 – март күни голландийәдә түркийәниң роттердам баш консулханисиниң алдида аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайан қайани қоллаш үчүн йиғилған түркийә пуқралири арисида қуртму бар болуп, голландийә сақчилири уни қаттиқ урған вә вәһшийләрчә апшаркиға талатқузғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر