түркийә шивейтсарийә мәтбуатини әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи, түркийәдики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида қаймуқтурғучи ибариләрни ишләткән шивейтсарийәниң «блик» гезитини әйиблиди.

690822
түркийә шивейтсарийә мәтбуатини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һүсәйин мүфтүоғлу, шивейтсарийәдә чиқидиған «блик» гезитиниң бир хәвиридә, түркийәдики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида қаймуқтурғучи ибариләрни ишләткәнликини әскәртип, қаттиқ наразилиқ билдүрди.

«хәвәрни күчлүк шәкилдә әйибләймиз» дегән байанатчи һүсәйин мүфтүоғлу, «күтидиғинимиз, җумһур рәисимизгә қилинған биһөрмәтликни йапидиған қәдәмләрниң ташлинишидур» деди.

«блик» гезити биринчи бәттә хәвәр елан қилип, түркчә ибариләр билән кишиләрни 16 – апрелдики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидә рәт қилип беләт ташлашқа чақирди. хәвәрдә йәнә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һақарәт қилинди.

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һүсәйин мүфтүоғлу, «бу төһмәтләрни қобул қилишимиз мумкин әмәс, әң күчлүк ибариләр билән әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатчи йәнә, җумһур рәис әрдоғанға қилинған биһөрмәтликниң мәтбуат әркинлики вә мухбирлиқ билән алақисиниң йоқлуқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر