министирлар кеңиши голландийәгә ембарго йүргүзүшни қарар қилди

муавин баш министир нуман қуртулмуш голландийә билән болған йуқири дәриҗилик мунасивәтләрниң тохтитип қойулғанлиқини җакарлиди.

690862
министирлар кеңиши голландийәгә ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз муавин баш министири нуман қуртулмуш чанкайа сарийида баш министир бинали йилдирим башчилиқида ечилған министирлар кеңиши йиғини давам қиливатқан пәйтләрдә, байанат елан қилди вә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у министирлар кеңишидә түрк хәлқигә күчлүк тәсир көрсәткән голландийәдики вәқәләргә нисбәтән түркийәниң тутидиған позитсийәси вә алидиған қарарларниң һәр саһә бойичә әстайидил һалда музакирә қилинғанлиқини билдүрди. у: «голландийә қилғанлириниң орнини толдурғичә йуқири дәриҗилик мунасивәтләрни, пилан қилинған йиғинларни вә йуқири дәриҗилик учришишларни тохтитиш қарар қилинди» деди.

нуман қуртулмуш голландийәгә 2016-йили 27-декабир берилгән дипломатик учуш рухситиниңму тоңлитип қойулғанлиқини вә голландийә баш әлчисиниң түркийәгә қайтишиниң чәкләнгәнликини әскәртти. у голландийәгә төт саһәдә ембарго йүргүзүлидиғанлиқини билдүрүп: «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси билән голландийә парламенти оттурисидики достлуқ гурупписиниң түркийә тәрәптикисини әмәлдин қалдуруш тоғрисида түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә тәвсийә қилиш қарар қилинди» деди.

у голландийәдә түркийә министирлириға қилинған муамилиләрниң кишилик һоқуққа, сийасий йиғилиш һоқуқи вә демократийәгә, йавропада бурундин тартип тилға елинип кәлгән йавропаниң ортақ қиммәт өлчәмлиригә уйғун әмәсликини әскәртип, буниңдин ғәзәпләнгәнликлирини вә биарам икәнликлирини, йүз бәргән вәқәләрни болса, чүшинәлмигәнликлирини алаһидә тәкитлиди.

нуман қуртулмуш түркийә бу киризисниң җавабкари болмисиму, кейинки мусапиләрдә мәсулийәтчан вә қәтий ирадә билән һәрикәт қилидиғанлиқини, түркийә вә голландийә хәлқиниң дүшмәнлишип қалмаслиқи үчүн муһим тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқини әскәртип, йәнә мундақ деди:

«голландийәдә 460 миң түрк йашайду, бу кишиләрниң һәр бириниң һәқ-һоқуқини қоғдаймиз, түркийә голландийәгә тегишлик җаваб қайтуридиған тәдбирләрни йолға қойиду.»

у голландийә сақчилириниң түркләргә қойған чәклимилири вә тутқан муамилилири тоғрисидиму тохталди. у: «йариланған пуқралиримиз пикир байан қилиш һоқуқидин пайдиланғанда һәр түрлүк һақарәт вә қопаллиқларға дуч кәлди, улар өзлириниң һәқ-һоқуқини тәләп қилиши мумкин, түркийәму пуқралириниң һәқ-һоқуқини тәләп қилиши мәсилисидә һәр түрлүк йардәмни қилиду» деди.

голландийә һөкүмити шәнбә (12-март) күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң айропиландин чүшүшигә рухсәт қилмиған, түркийә аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайанкайаниң роттердамдики түркийә консулханисиға киришигиму йол қоймиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر