сүрийәдин қайғулуқ хәвәр: бир әскәр шеһит болди

сүрийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийә армийәсиниң йетәкчиликидә башлиған фират қалқини һәрикити давам қилмақта.

676712
сүрийәдин қайғулуқ хәвәр: бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийә армийәсиниң йетәкчиликидә башлиған фират қалқини һәрикитиниң 182 – күнидә йәрлик усулда йасалған партлатқучларни тазилаш хизмитигә қатнашқан бир әскәр шеһит болди.

түркийә җумһурийити баш қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, вәқәдә бир әскәрниң шеһит болғанлиқини, икки әскәрниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта, даеш террорлуқ тәшкилатиниң 109 нишаниға қуруқлуқтин вә һавадин зәрбә берилгәнлики, һәрикәт җәрйанида җәмий 44 террочиниң уҗуқтурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر