шанлиурфада партлаш йүз бәрди

шанлиурфаниң вираншәһир наһийәсидә тәптишләр аилиликләр қорусиға қилинған террорлуқ һуҗумида бири нарисидә бала болуп, икки киши қаза қилди.

675055
шанлиурфада партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфа валийси азим туна аптомобил арқилиқ елип берилған һуҗумда 5 кишиниң йариланғанлиқини җакарлиди. валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, йенишәһир мәһәллисидики тәптишләр аилиликләр қорусиниң алдида террорлуқ һуҗуми йүз бәргәндин кейин районда бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйткән сақчилар нәқ мәйданни давамлиқ тәкшүрмәктә икән. бу арилиқта, валий туна вираншәһирдә 2 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумини террорлуқ тәшкилати п к к ниң елип барғанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқини, тәкшүрүш җәрйанида 26 гумандарниң қолға елинғанлиқини җакарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر