ғазиантәптә давалиниватқан бир әскәр шеһит болди

24-авғуст сүрийәниң шималини террорлуқ унсурлиридин тазилаш мәқситидә башланған фират қалқини һәрбий һәрикитидә йариланған бир әскәр шеһит болди.

638243
ғазиантәптә давалиниватқан бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: 2016-йили 19-декабир әлбабни қутқузуш җәрйанида һуҗумға учрап йариланған бир түркийә әскири, ғазиантәптики дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди. фират қалқини һәрбий һәрикити 125-күнигә қәдәм қойди.

түркийә армийә қоманданлиқ иштабидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, террорлуқ тәшкилати даешниң 113 террорлуқ нуқтиси топ билән бомбардиман қилинип, битчит қилинди. буниңдин башқа, террористларниң панаһлиниш җайлири, мудапиә истеһкамлири, қоманданлиқ қилиш мәркәзлири вә қорал-йарағ искилатлириму вәйран қилинди. даешниң бир данә айропилан атар нуқтиси ишләткили болмайдиған һалға кәлтүрүлди.

террорлуқ тәшкилати даеш әлбабтин пуқраларниң қечишини тосуш үчүн сүний усулда йасалған бомба билән һуҗум пәйда қилип, 30 пуқрани җенидин җуда қилди вә нурғун пуқрани йариландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر