йилдирим ваң йини қобул қилди

баш министир бинали йилдирим, түркийәниң хитай билән һәмкарлиқ орнитишқа алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини ейтти.

610903
йилдирим ваң йини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим, түркийә – хитай ташқи ишлар министирлири кеңәш механизминиң тунҗи нөвәтлик йиғини мунасивити билән түркийәгә кәлгән  хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министири ваң йини қобул қилди. у, учришишта қойуқ сийасий дийалогдин сирт иқтисадий, сода, қатнаш вә енергийә қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни илгири сүрүш тоғрисидики күчлүк ирадиниң мәвҗутлуқини тәкитләп өтти.

хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министири ваң йиму,  түркийә билән дөлити арисидики һәмкарлиқниң ортақ мәнпәәтләр даирисидә техиму йуқири сәвийәгә көтүрүлиши мәсилисидә түркийә билән охшаш қарашта икәнликини, икки тәрәп шундақла районға алақидар мәсилиләр бойичә һәмкарлиқниң күчәйтилишидин алаһидә мәмнун болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر