«түркийәгә хас пирезидентлиқ түзүми түркийәниң тез тәрәққий қилишиға пурсәт йаритип бериду»

җумһур рәис әрдоған түркийәгә хас пирезидентлиқ түзүминиң түркийәниң тез тәрәққий қилишиға пурсәт йаритип беридиғанлиқини ейтти.

608456
«түркийәгә хас пирезидентлиқ түзүми түркийәниң тез тәрәққий қилишиға пурсәт йаритип бериду»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған қатарниң «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, муһим сөз қилди. җумһур рәис «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили» да икки қисим һалитидә тарқитилған сөзлиридә, түркийәдики бирләшмә һөкүмәтләр, адаләт вә тәрәққийат партийәси өз алдиғила һакимийәт бешиға чиққан дәвр, пирезидентлиқ түзүмигә алақидар бәс – муназириләр вә 15 – ийул һәрбий исйан урунуши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.

җумһур рәис әрдоған америка вә русийәниң хизмәт даирилири охшаш болмисиму әмма пирезидентлиқ түзүмини йолға қойуватқан үлгилик икки күч икәнликини тәкитләп мундақ деди: «хизмәт түзүлмилири охшаш болмаслиқини бир чәткә қайрип қойайли. мениң демәкчи болғиним мундақ: биз әнәнилиримизгә асасән түркийәгә хас пирезидентлиқ түзүмини йолға қойайли. чүнки бу түзүм түркийәниң тез тәрәққий қилишиға пурсәт йаритип бериду.»

түркийәдә бирләшмә һөкүмәтләр дөләтни башқурған мәзгилләрдә мувәппәқийәткә еришишниң мумкин болмиғанлиқини тәкитлигән әрдоған, өзи баш министирлиқ вәзиписи өтигән дәврдин бурунму асасий җәһәттин бирләшмә һөкүмәтләрниң һакимийәт бешида икәнликини қәйт қилди.

әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң һакимийәт бешиға чиқиши билән бирликтә түркийәдә бирла партийә дөләтни башқуридиған дәврниң башланғанлиқини әскәрткән һалда мундақ деди: « 7 – ийун күни өткүзүлгән сайламда бирла партийә һакимийәт бешиға чиқалмиғанлиқй үчүн, бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн һәрикәткә өтүлди, әмма бу пилан ишқа ашмиди. шуниң билән, сайлам тәкрарланди. нәтиҗидә хәлқниң миллий ирадиси бирла партийәлик һакимийәт йолини ачти.түркийә нөвәттә хәлқаралик мәбләғ салғучиларни әң көп җәлп қиливатқан бир дөләт.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر