әнглийә парламентида 15-ийул һәрбий исйани муһакимә қилинди

әнглийә парламентида түркийәдә 15-ийул кечиси йүз бәргән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитини муһакимә қилиш йиғини өткүзүлди.

601900
әнглийә парламентида 15-ийул һәрбий исйани муһакимә қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә парламентиниң төвән қанити һесаблинидиған авам палатаси чирчил залида, сийасәтчиләр, академиклар вә оқуғучиларни өз ичигә алған нурғун киши қатнашқан «15-ийул түркийәдики һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити: вәқәләр вә һәқиқәтләр» темисида лексийә йиғини уйуштурулди. йиғинда, «күндилик сабаһ гезити» ниң йазғучиси мәрйәм илайда атлас сөз қилип, түркийә хәлқиниң өзлири үчүн тирагедийәлик кечә болған 15-ийулда демократийәни қоғдаш ирадисини намайан қилғанлиқини билдүрди. у 15-ийулниң түркийәдики һәрбий-сийасий өзгириш тарихида муһим бурулуш нуқтиси болғанлиқини әскәртти.

«күндилик сабаһ гезити» ниң стон йазғучиси бурһанәттин дуран һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң, хәлқниң демократийәни вә дөлитини җан-җәһли билән қоғдайдиғанлиқини тәхмин қилалмиғанлиқини, түрк хәлқини ойлашмиғанлиқини тәкитлиди.

мәзкур гезитниң иқтисад мудири вә стон йазғучиси шәрәф оғуз һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити вә униңдин кейин, түрк хәлқиниң қолида төмүрниң сунуқиму болмиған һалда танкиларға қарши туруп, һайатини хәтәргә иттирипла қалмастин, иқтисадий җәһәттиму күчлүк инкас қайтурғанлиқини билдүрди.

шәрәф оғуз мундақ деди:

«җиддий һаләт болушиға қаримай, кишиләр вә ширкәтләр үчүн ейтқанда, күндилик турмуш бурунқидәк давамлишивәрди. министирлар хизмәт пиланлирини өзгәртмиди.»

шәрәф оғуз һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш һәрикити йүз берип, узун өтмәйла кишиләрниң 9 милйард долларни түрк лирасиға алмаштурғанлиқини қәйт қилди.

сабаһ гезити тәрипидин қурулған «сабаһ йазғучилар кулуби», ғәрб дунйасини 15-ийулға мунасивәтлик тоғра чүшәнчигә игә қилиш, чәт әлләрдә түркийәгә қарши қанат йайдурулуватқан хата тәшвиқатларға қарши күрәш қилиш мәқситидә, лондондин кейин мушу ай ичидә вашингтонда, декабир ейида бирйусселда вә йанварда берлиндә лексийә йиғинлирини уйуштуриду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر