фират қалқини һәрикити 66-күнигә қәдәм қойди

сүрийәниң шималини террорлуқ унсурлиридин тазилаш үчүн 24-авғуст түркийәниң башчилиқида башланған фират қалқини һәрбий һәрикити 66-күнигә қәдәм қойди.

599198
фират қалқини һәрикити 66-күнигә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: ират қалқини һәрбий һәрикити башланғили 66 күн болғанда, бәхткә қарши сәккиз өктичи шеһит болди, 34 өктичи йариланди.

америка башчилиқидики бирлләшмә қисим «нуман» мәһәллисидә байқалған даеш нуқтилирини һавадин икки қетим бомбардиман қилди. бомбардиманда икки террорист өлди.

фират қалқини һәрбий һәрикитидә алдин байқалған даешниң 127, п й д вә п к к ниң саккиз нуқтиси оққа тутулуп, битчит қилинди. һәрбий һәрикәт башланғандин бүгүнгичә 164 мәһәллә, йәни тәхминән 1305 кивадрат километирлиқ җайниң контроллуқи қолға киргүзүлди. 32 мина вә 362 данә сүний усулда йасалған партлатқуч бир тәрәп қилинди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر