шәрқтики бәзи вилайәтләрдә йәнә 26 террорчи уҗуқтурулди
түркийәниң шәрқий җайлашқан ширнақ, тунҗәли қатарлиқ вилайәтләрдә п к к лиқ 26 террорчи уҗуқтурулди.
түркийә авази радийоси хәвири: ширнақ, һаккари вә тунҗәли қатарлиқ вилайәтләрдә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 26 п к к лиқ террорчи уҗуқтурулди.
түркийә армийәси қисимлири ширнақтики дүйүн теғи әтирапида бир очум террорчиниң қишлиқ лазимәтликләр үчүн тәййарлиқ қиливатқанлиқидин хәвәр тапти.
48-чегра һәрбий қоманданлиқиға тәвә қисимлар, вақитлиқ йеза муһапизәтчилири билән бирликтә террорчиларға һава вә қуруқлуқтин зәрбә бәрди.
15 террорчи бир тәрәп қилинди. һаккариниң чукурҗа наһийәсидә қораллиқ учқучисиз айропиланлар билән елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 4 террорчи, тунҗәлидики һәрбий һәрикәтләрдә болса 7 террорчи бир тәрәп қилинди.
елип берилған һәрбий һәрикәтләр әснасида бомба қачиланған бир аптомобил вәйран қилинди.
буниңдин башқа, һаккарида йол бойиға орунлаштурулған бир минани партилтип 4 әскәрниң шеһит болушиға, бир әскәрниң йарилинишиға сәвәп болған п к к лиқ бир террорчи истанбулда қолға чүшти.