ғазиантәптә 3 сақчи шеһит болди

ғазиантәпниң шаһинбәй (г) наһийәсидә даеш террорлуқ тәшкилатиниң увисиға бастуруп кириш җәрйанида қолға чүшүп қалидиғанлиқини тонуп йәткән террорчилар өзлирини партлатти.

590594
ғазиантәптә 3 сақчи шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: ғазиантәптики мәзкур партлашта 3 сақчи шеһит болди, төти сурийә пуқраси болуп җәмий 8 адәм йариланди. йаридарлар җиддий қутқузуш машинилири билән дохтурханиларға әвәтилди, йариланғанлардин бириниң йарилиниш әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

бу җәрйанда, ғазиантәп валийси әли йәрлиқайа нәқ мәйданға берип, алақидар хадимлардин учур игилиди.

мунасивәтлик тармақлар зәрбә бериш һәрикитигә өткән пәйттә террорчиларниң өзлирини партлатқанлиқини билдүргән валий йәрлиқайа,  «әпсуски, 3 сақчимиз шеһит болди, 4 нәпири сурийәлик болуп җәмий 8 киши йариланди.» деди.

валий йәрлиқайа, шәһәрниң хатирҗәмлики вә бихәтәрлики үчүн даеш, PKK вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатлириға қарши хизмәтләрниң қәтий ирадә билән давамлаштурулидиғанлиқини тәкитлиди.

йәнә бир тәрәптин, қечип кәткән террорчиларға зәрбә бериш һәрикити җәрйанда, райондин қорал авази вә партлаш авази аңланди؛ бир адәм бомба һуҗумчиси өзини партлатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر