түркийә: бесимларға қарши қирим татарлириға игә чиқишни давамлаштуримиз

түркийә, бесимларға дучар болуватқан қирим татарлириға игә чиқишни давамлаштуридиғанлиқини уқтурди.

581897
түркийә: бесимларға қарши қирим татарлириға игә чиқишни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич, русийәниң қирим татар миллий мәҗлисиниң паалийәтлирини мәни қилиш қарарини мақуллиғанлиқи мунасивити билән байанат берип , «қандаш қирим татар хәлқиниң қанунлуқ вәкиллик орни болған қирим татар миллий мәҗлисиниң паалийәтлири қиримдики әмәлий һөкүмәткә қарашлиқ мәһкимә тәрипидин 2016 – йили 26 – апрелда мәни қилинған болуп, бу җәһәттики наразилиқимиз рәсмий байанат арқилиқ оттуриға қойулғаниди. русийә федератсийәси йуқири сот мәһкимисиниң етиразларға қарап чиқип, мәни қилиш қарарини тәстиқлиғанлиқидин әпсусландуқ. қанунлуқ тәләплирини һәр даим демократик вә тинч усулда оттура қойидиған, хатирҗәмлик, аманлиқ ичидә өзлирини әркин ипадиләп һайат кәчүрүштин башқа муддиаси болмиған қирим татарлириниң коллектип җазалаш чүшәнчисини әкс әттүрүп беридиған бу хил усуллар арқилиқ бесим астиға елинмақчи болуши әпсуслинарлиқ бир иштур. дучар болуватқан бу бесимларға қарши қирим татарлирини қоллашни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر