«15 – ийул кечиси түркийәниң достлири билән дүшмәнлири ениқ айрилған муһим бир кечә»

баш министир йилдирим 15 – ийул кечисиниң пәқәт һәрбий исйан урунуши тармар қилинған кечила әмәс, түркийәниң достлири билән дүшмәнлири оттуриға чиққан муһим бир кечә икәнликини ейтти.

571883
«15 – ийул кечиси түркийәниң достлири билән дүшмәнлири ениқ айрилған муһим бир кечә»

түркийә авази радийоси хәвири: йилдирим ағриниң доғубайазит наһийәсидики тәндүрәк теғи гөкчәбулақ йезисида п к к лиқ террористларниң һуҗумида шеһит болған әскәрләрни ахирәткә узитип қойуш мурасимиға қатнишиш үчүн әрзурумға йетип барди вә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «террор түркийәниң тәқдири әмәс. террорни түркийәниң күнтәртипидин чиқириветиш бизниң бурчимиз. буниңдин кейинки күнтәртипимиз п к к ниң сепигә қетилиш үчүн тағқа кәткән балилар әмәс, оқуш үчүн мәктәпкә кәткән балилар болиду.»

баш министир бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға йантайақ болуватқанларниң әтә – өгүн чоқум қилмишиға пушайман қилидиғанлиқини тәкитлиди.

террорлуқ тәшкилати п к к ниң ғайисиниң һәргизму кордлар әмәсликини әскәрткән йилдирим, «террорлуқ тәшкилати п к к ниму, бу тәшкилатниң қуйруқчилириниму миллитимиз вә хәлқимиз арисидин тазилаймиз. шуниң билән бир вақитта, йолимизниму үзлүксиз давамлаштуримиз» деди.

йилдирим фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунуши тоғрулуқ тохталғанда мундақ деди: «15 – ийул кечиси түркийәниң достлири билән дүшмәнлири ениқ айрилған муһим бир кечә. шу кечиси әзиз хәлқимиз вәтән хаинлириға тегишлик җаваб қайтурди. земинимизни көз нуримизға охшашла асраймиз. хирис қилғанларни адәм болғиниға пушайман қилғузимиз. 15 – ийул роһи йоқимиған тәқдирдә, һечким, дунйадики һечқандақ бир күч бизгә зийан – зәхмәт йәткүзәлмәйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر