түркийә саәтләрни «йазлиқ», «қишлиқ» вақитлириға тоғрилаш түзүмигә хатимә бәрди

йазлиқ вақтиниң муқим давамлаштурулуши, саәтләрниң ‹қишлиқ вақти› ға тоғрилинишиниң әмәлдин қалдурулуши тоғрисидики ички кабент қарари рәсмий гезитниң бүгүнки санида елан қилинди.

567585
түркийә саәтләрни «йазлиқ», «қишлиқ» вақитлириға тоғрилаш түзүмигә хатимә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: буниңдин кейин саәтләр «йазлиқ вақти» , «қишлиқ вақти» дәп илгири – кейин тоғриланмайду.

рәсмий гезиттә елан қилинған қарарға асасланғанда, күн нуридин үнүмлүк пайдилиниш мәқситидә 2016 – йили 26 – марттин тартип түркийә миқйасида саәтләрни бир саәт алдиға елип тоғрилаш билән башланған йазлиқ вақти түзүминиң һәр йили пүтүн йил бойичә давамлаштурулуши қарар қилинди. буниңдин башқа, күн нуридин үнүмлүк пайдилиниш үчүн, дөләт миқйасида вақитниң қайтидин орунлаштурулуши тоғрисидики ички кабинтниң бурунқи қараридики «2016 – йили 30 – өктәбир йәкшәнбә күни саәт 4:00 тин башлап бир саәт арқиға сүрүлүши» ибарисиму әмәлдин қалдурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر