әрдоған хитайда

җумһур рәис әрдоған 4 – 5 – сентәбир күнлири чақирилидиған 11 – нөвәтлик 20 – г гуруһи йиғини үчүн хитайниң хаңҗу шәһиригә йетип барди.

564124
әрдоған хитайда

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоғанниң йиғин җәрйанида америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама, русийә пирезиденти владимир путин, германийә баш министири ангела меркел, фирансийә пирезиденти франсуа оланд вә италийә баш министири рензи қатарлиқ рәһбәрләр билән айрим – айрим көрүшүши пиланланмақта.

әрдоған обама билән елип баридиған учришишида, йәр шари характерлик күнтәртиптин сирт йәнә, америкиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериши, түркийә армийәсиниң «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикити қатарлиқ мәсилиләрни чөридигән һалда музакирә елип бариду.

путин билән елип баридиған көрүшүшидә болса, русийә – түркийә иқтисадий музакирилири вә сүрийә киризиси қатарлиқ мәсилиләрни чөридигән һалда өзара пикир алмаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر