җәраблуста танкиға һуҗум қилған террористлар бир тәрәп қилинди

сүрийәниң җәраблус районида давамлишиватқан «фират қалқини» һәрбий һәрикитидә, бир танкиға һуҗум қилип, үч әскәрни йаридар қилған террористларниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.

562246
җәраблуста танкиға һуҗум қилған террористлар бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийә тәрәп җәраблусниң ғәрбидин ракетамийот атқан террористларниң аптомобиллири билән қошуп бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилди. террористларниң һуҗумида йаридар болған әскәрләрниң түркийәгә елип келинип давалаш астиға елинғанлиқи әскәртилди.  

түркийә армийә тәрәп йәнә, хәлқаралиқ қанунларға уйғун һалда елип бериливатқан «фират қалқини» һәрбий һәрикитиниң давамлишиватқанлиқиниму билдүрди. бу даиридә, куллийаһ районида елип берилған һава һәрикитидә, террорлуқ тәшкилати даешниң нуқтилири толуқ битчит қилинди.

фират қалқини һәрбий һәрикити террорлуқ тәшкилати даешни җәраблустин тазилаш мәқситидә чаршәнбә (24-авғуст) күни башланған иди.

һаккариниң чукурҗа районида елип берилған һава һәрикитидә болса, террорлуқ тәшкилати п к к ниң 10 нуқтиси йоқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر