«түркийәгә хирис қиливатқан шум нийәтләрниң суйиқәстлик пиланлири 15 – ийул кечиси битчит болди»

җумһур рәис әрдоған түркийә хәлқиниң арисиға питнә уруқини чечиветишкә урунуватқанларниң суйиқәстлик пиланлириниң 15 – ийул кечиси битчит болғанлиқини ейтти.

560205
«түркийәгә хирис қиливатқан шум нийәтләрниң суйиқәстлик пиланлири 15 – ийул кечиси битчит болди»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған йеқинқи күнләрдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири тоғрулуқ тохталғанда, түркийәгә хирис қиливатқан шум нийәтләрниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң һәрбий исйан урунуши мәғлуб болғандин кейин п к к вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлирини түркийәгә қарши һуҗум қилдуруш билән һәқиқий  әпт – бәширилирини йәнә бир қетим ашкарилиғанлиқини, түркийә терроризмға қарши күрәштин ваз кәчмәй җәраблусға һәрбий һәрикәт башлиған һаман уларниң йәнә йеңи суйиқәстлик пиланларни түзүшкә урунғанлиқини, җумһурийәт хәлқ партийәси рәһбири кәмал қиличдароғлуға қилинған суйиқәстниму мушу даиридә анализ қилиш керәкликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر