қачқун суйиқәстчиләр әтрити қолға чүшүрүлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға суйиқәст қилиш пилани суға чилашқандин кейин қачқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғиғучилар муғланиң ула наһийәсидә қолға чүшүрүлди.

542035
қачқун суйиқәстчиләр әтрити қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: 15 – ийулдики хаинларчә һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити әснасида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға суйиқәст қилиш пилани суға чилашқандин кейин қачқан 12 һәрбий – сийасий өзгириш қозғиғучиниң он бири муғланиң ула наһийәсидә қолға чүшүрүлди.

12 қачқун һәрбий – сийасий өзгириш қозғиғучиниң бир қонақлиққа киривалғанлиқи тоғрисида мәлум қилиш учури тапшуруп алған хәвпсизлик күчлири дәрһал һәрикәткә өтти؛ нәқ мәйданға йетип барған алаһидә һәрикәт қисимлири кәң көләмлик чарлаш һәрикити елип берип, суйиқәстчиләр әтритиниң башлиқини өз ичигә алған 11 қачқунни қолға чүшүрди. йанлиридики 4 тапанча билән бирликтә қолға чүшүрүлгән қачқун суйиқәстчиләр, муғла сақчи идарисиға йолланди.

алақидар тармақлар ахирқи бир қачқун суйиқәстчини қолға чүшүрүш йолидики һәрикәтлирини давамлаштурмақта.

җумһур рәис әрдоған чүшкән муғланиң мармарис наһийәсидики бир меһманханиға һуҗум қилған һәрбий – сийасий өзгириш қозғиғучи әскәрләр саниниң 37 икәнлики елан қилинғаниди. һуҗумдин кейин дәрәхзарлиққа киривалған әскәрләрниң йигирмә бәши буниңдин илгирики һәрбий һәрикәтләрдә қолға чүшүрүлгән болуп, уларниң йигирмә үчи сот мәһкимиси тәрипидин тутқун қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر