түркийә хәлқи демократийәни қоғдаш нөвитидә турушни давамлаштурмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән баш министир бинали йилдиримниң чақириқиға асасән мәйданларни толдурған миңларчә киши, демократийәни қоғдаш нөвитидә турушни давамлаштурмақта.

536628
түркийә хәлқи демократийәни қоғдаш нөвитидә турушни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән баш министир бинали йилдиримниң чақириқиға асасән мәйданларни толдурған миңларчә киши, демократийәни қоғдаш нөвитидә турушни давамлаштурмақта.

әнқәрә қизил ай мәйданида миңларчә киши демократийәни қоғдаш нөвити бу кечиму давамлашти؛ әнқәрә шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи мәлиһ гөкчәк вә адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң бир қисим әнқәрә парламент әзалириму демократийәни қоғдаш нөвитигә иштирак қилип, мунбәрдин хәлққә салам бәрди вә һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиға наразилиқ билдүрди.

түркийә байрақлири билән бирлик вә баравәрликниң әһмийити тәкитләнгән түркчә вә инглизчә хәтләр йезилған плакатларни көтүрүвелишқан хәлқ, һәрбий – сийасий өзгиришкә қарши шоар товлашти.

истанбулда өзара учрашқан команда тәрәпдарлири демократийә үчүн йүрүш паалийити өткүзди؛ таксимдики йүрүшкә галатасарай, бәшикташ, фәнәрбаһчә вә трабзонспор командилиридин сирт башқа бир қатар командиларниң мәстанилириму қетилди. бәйоғлудики тонелниң алдида топлинип шоарларни товлашқан һалда таксим мәйданиға қарап йолға чиққан миңлачә путбол мәстаниси, һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиға наразилиқ билдүрди. командилириниң формилирини кийгән һалда келишкән путбол мәстанилири, «һәрбий – сийасий өзгиришкә қарши мүрини мүригә терәйли», «вәтән саңа җеним пида», «бу вәтән қолдин кәтмәйду», «һәммә бирликтә түркийә» вә «шеһитләр өлмәс, вәтән бөлүнмәс» дәп шоар товлиди.

бу җәрйанда истанбул таксим мәйданида өткүзүлгән җумһурийәт хәлқ партийәси башламчилиқидики ‹җумһурийәт вә демократийә› намлиқ йиғилиши башлиди؛ йиғилишқа иштирак қилған он миңларчә киши һәрбий - сийасий өзгиришкә қарши икәнликлирини ипадилиди. таксим мәйданидики мунбәргә рәпиқиси сәлви қиличдароғлу билән бирликтә чиққан җумһурийәт хәлқ партийәси башлиқи кәмал қиличдароғлу, 10 маддилиқ хитабнамә елан қилди.

измирдиму демократийәни қоғдаш нөвити давамлашмақта؛ түркийә байрақлирини көтүрүшкән һалда қонақ мәйданиға кәлгән миңларчә измирлиқ, мүрини мүрини тиригән һалда миллий ирадигә игә чиқти. тарихий саәт мунари әтрапиға топланған амма, демократийәгә зәрбә бериш һәрикитигә наразилиқ билдүрди.

самсунда болса, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа орунуш һәрикитигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә ‹бир байрақ астида› йүрүши өткүзүлди؛ «1919» метир узунлуқтики түркийә байриқини көтүргән һалда ишқа ашурулған йүрүш паалийитигә 20 миң киши билән бирликтә йашлар вә тәнтәрбийә министири акиф чағатай қиличму қатнашти.

министир қилич йиғилишта сөз қилип, пүткүл сийасий партийә вәкиллириниң бир йәргә җәм болғанлиқини билдүрди вә самсунлуқларға рәһмәт ейтти.

дөләтниң һәрқайси җайлирида миңларчә киши түркийә байриқини көтүрүшкән вә шоарларни товлашқан һалда демократийәни қоғдаш нөвитини давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر