әрдоған: мәҗлис өлүм җазасини тәстиқлиса, мәнму тәстиқлаймән

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) тәстиқлиған әһвалда өлүм җазасини өзиниңму тәстиқлайдиғанлиқини ейтти.

532171
әрдоған: мәҗлис өлүм җазасини тәстиқлиса, мәнму тәстиқлаймән

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «с н н  интернейшенел»  (CNN International) қанилиниң зийаритини қобул қилди. у фәтһуллачи террорлуқ тәшкилати (FETÖ) ниң 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш үстидә тохталди. у: «оттурида наһайити очуқ вәтәнгә сатқунлуқ қилиш җинайити бар. түркийә бүйүк милләт мәҗлиси өлүм җазасини тәстиқлиса, мәнму тәстиқлаймән» деди.  у йәнә, 2 – 1 күн ичидә америкадин фәтһуллачи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши гүләнни қайтуруп беришниң тәләп қилинидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر