«миллитимизниң зәпири»

дөләтниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири 15- ийул демокртийәгә зәрбә бериш һәрикитиниң бастурулушида алаһидә муһим рол ойниған түрк хәлқигә йуқири баһа бәрди.

531279
«миллитимизниң зәпири»

түркийә авази радийоси хәвири: тармар қилинған һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң бирлики, пүтүнлүки вә қериндашлиқини көрәлмигәнләрниң 15- ийулдики дөләтни қолға киргүзүвелишқа урунуш һәрикитиниң қораллиқ һәрикәткә айланғанлиқини билдүргән һалда,  вәқә йүз бәргән кечиси елан қилған чақириқиға дөләтниң һәрқайси җайлиридики хәлқниң аваз қошуп мәйданларни толдуруши сайисида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрикитиниң битчит қилинғанлиқини әслитип өтти.

у, «пүткүл хәлқниң мәйданларни тошқузуп, ‹уларниң танка – зәмбирики болса, бизниң иманимиз бар› дегән һалда уларниң алдида тик турди. бу йаш қериндашлиримизниң танкиларниң алдида йетиши адәттики бир иш әмәс. бу бир иманниң алаһидә тәшвиқидур. улар буни қилди» деди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи исмаил қаһраманму, милләтниң бир гәвдигә айланғанлиқини әскәрткән һалда, бу азабни салғучиларниң лайиқ болған җазаға тартилидиғанлиқини ейтти. у, «бу бир хил террордур. қилинған урунуш утуқлуқ болмиди. дөләт бу вәқәниң җавабкарлириниң вә ички – ташқи алақисиниң оттуриға чиқишини капаләткә игә қилиду. буни қанун бойичә қилиду» дегән ибариләрни ишләтти.

баш министир вә адаләт вә тәрәққийат партийәси башлиқи бинали йилдирим болса, демократийәгә игә чиққан түрк хәлқигә рәһмәт ейтти. у, «көзлирини қан қаплиғаниди. тәлвиләшкәниди. лекин, билмигән нәрсиси шу идики, милләтниң өйигә тәгкән кишиниң қоли көйәтти. аридин 24 саәт өтмәй туруп қоллири көйди. һечқандақ һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш орунуши уни қилғучиларға пайда елип кәлмиди. буниңдин кейин елип кәлмәйду. буниңдин кейин һечким милләтниң ирадисигә қол созушқа җасарәт қилалмайду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر