чәркәз қәтлиами билән сүргининиң 152-йиллиқи хатириләнди

чәркәзләр 1854-йили ана йуртлиридин руслар тәрипидин сүргүн қилинғанлиқиниң 152-йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзди.

495278
чәркәз қәтлиами билән сүргининиң 152-йиллиқи хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: чәркәзләрниң руслар тәрипидин кавкасийәдин сүргүн қилинишиниң 152-йиллиқи мунасивити билән әнқәрә вә истанбулда йиғилиш өткүзүлди. 
1864-йили 2 милйон чәркәз ана йуртлиридин сүргүн қилинди. 500миңға йеқин адәм сүргүн әснасида һайатидин айрилди. пайтәхттә йиғилиш вә намайишларниң адериси русийә әлчиханиси иди. 
русийә әлчиханси алдида чәркәз җәмийәтлири федратсийәси әзалири намайиш өткүзди, истанбулда қоллирида мәшәл билән истиқлал кочисиға йиғилған чәркәз җәмийәт әзалири русийә консолханисиға қарап йүрүш қилди. йүрүш әснасида шоарлар товлап русийәгә наразилиқ билдүргән намайишчилар, һайатидин айрилған қериндашлири үчүн дуа оқуп, һөрмәт билдүрүшти. 
намайишчилар чәркәзләргә қилинған зулум вә қәтлиамниң пүткүл дунйада етирап қилинишини тәләп қилишти. 
намайишқа қатнашқанлар чәркәзчә сүргүн йиллирида йезилған қәсидиләрни оқушти. 
намайишниң ахирида русийә федратсийәси консолханиси алдиға қара гүлчәмбәрәк қойулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر