чавушоғлу хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу асийа һәмкарлиқ вә өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири конферанси (CICA) ниң бәшинчи қетимлиқ ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн хитайға йетип барди.

479629
чавушоғлу хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти. у террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлиқ орнитиш мәсилисидә өзара пикир алмаштурди. у түркийәниң чәт әллик террорист җәңчиләр вә адәм әткәсчилики җинайәтлириниң алдини елишта башқа қәдәмлири тоғрисида ваң йиға мәлумат бәрди.

хитай ташқи ишлар министири ваң йи йеқинқи күнләрдә түркийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди. 

көрүшүштә, әдирнә – карс төмүр йоли, 3 – йадро електир истансиси қурулуши қатарлиқ ортақ лайиһәләр вә иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилириму күнтәртипкә кәлди. икки рәһбәр түркийәгә келидиған хитай сайаһәтчилириниң санини көпәйтиш керәкликини тәкитлиди. чавушоғлу бу даиридә, түркийә һава йоллири ширкитиниң хитайда охшимиған нуқтиларға қатнаш арзусини йәткүзди.

чавушоғлу ваң йини бу йил (2016) ниң иккинчи йеримида түркийәгә тәклип қилди.

рәһбәрләрниң көрүшүшидә йәнә, кейинки мәзгилләрдики өзара зийарәтләргә мунасивәтлик календарму күнтәртипкә кәлди.

мәвлүт чавушоғлу түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) башлиқи исмаил каһраманниң май ейиниң ахирида хитайни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди. у муавин баш министир мәһмәт шимшәк билән хитай муавин баш министири ваң гаңниң, бу йилниң иккинчи йеримида түркийәдә һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ комитетиниң йиғинини ачидиғанлиқини әскәртти.

у түркийә енергийә министири бәрат албайракниң өткәнки айда қилған хитай зийаритиниң, енергийә министири сәвийәсидә қилған тунҗи қетимлиқ зийарәт икәнликини билдүрүп, бу йил икки дөләт рәһбәрлириниң G-20  йиғини рамкисида бир йәргә җәм болидиғанлиқини қәйт қилди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу май ейида истанбулда өткүзүлидиған дунйа инсаний алий рәһбәрләр йиғини үчүн хитайдин йуқири дәриҗилик рәһбәрләрниң қатнишишини күтидиғанлиқлирини билдүрди.

чавушоғлу асийа һәмкарлиқ вә өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири конферансиниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишидиған башқа дөләтниң ташқи ишлар министирлири биләнму көрүшидиғанлиқи қәйт қилнмақта.

асийа һәмкарлиқ вә өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири конферансини 16 дөләт қурған болуп, түркийәму бу қурғучи 16 дөләтниң ичидә. һазир бу конферанста 26 әза дөләт, сәккиз көзәткүчи дөләт вә төт көзәткүчи хәлқаралиқ тәшкилат бар.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر