йавропа иттипақи һәйити чарә басқучини қоллиди

йавропа иттипақи һәйити терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә ишқа ашурулуватқан чарә басқучини қоллиди.

141546
йавропа иттипақи һәйити чарә басқучини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә зийарәттә болған йавропа иттипақи һәйити, учришишлардин кейин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.
йавропа иттипақи ташқи алақә вә бихәтәрлик сийасити али вәкили федерике моғерини, йавропа иттипақиниң чарә басқучини қизғин қоллайдиғанлиқини ейтти.
федерике моғерини, чарә басқучиниң пәқәт түркийә үчүнла әмәс, район үчүнму наһайити муһим икәнликини қәйт қилди.
моғерини, и ш и д гә қарши күрәш мәсилисидиму районлуқ күчләрниң техиму көп һәмкарлиқ орнитишиға тоғра келидиғанлиқини әскәртти.
моғерини, и ш и д ниң ислам намидин сәлбий сигналларни бериватқанлиқини тәкитлиди һәмдә барлиқ күчләрни һәмкарлиқ асасида күрәш қилишқа чақирди.
сүрийә һакимийитиниң йавропа рәһбәрлириниму әндишиләндүрүватқанлиқини әскәрткән федерике моғерини, җәнвә келишимигә көрә, дөләттә сийасий өткүнчи басқучниң ишқа ашурулуши лазимлиқини қәйт қилди.
түркийәниң сүрийәлик панаһлиқ тилигүчиләргә қошуватқан төһпилиригә йуқири баһа бәргән һәйәт, түркийәдики чедир шәһәрләрниң шараитиниң наһайити йахши икәнликини тәкитлиди.
түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучи тоғрилиқму тохталған һәйәт, алдимиздики мәзгилдә йәнә бир сөһбәт темиси ечилиш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.
түркийәниң енергийә мәркизи болушидин толиму хурсән икәнликлирини қәйт қилған һәйәт, буниң йавропани енергийә билән тәминләш хизмитини сәрхиллаштуруш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر