әрдоған пианино устиси қарарнамисини имзалиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, теги сүрийәлик 16 йашлиқ пианино устиси әсәд тамбигә түркийә вәтәндашлиқи бериш нишан қилинған қарарнамини имзалиди.

141544
 әрдоған пианино устиси қарарнамисини имзалиди

җумһур рәислик сарийи мәнбәлириниң мәлуматлириға қариғанда, җумһур рәис әрдоған, сүрийәдики қалаймиқанчилардин қечип түркийәдин панаһлиқ тилигән йашқа түркийә вәтәндашлиқи бериш нишан қилинған қарарнамини түнүгүн кәчтә имзалиған.
җумһур рәис әрдоған, қарарнамини имзалидиғандин кейин, бир қисим мутәхәссисләр тәрипидин «пианино устиси» дәп аталған әсәд тамбиға телефон қилип, биваситә хушхәвәр йәткүзгән.
игилинишичә, әсәд тамби 2014 – йили 10 – 14 - декабир күнлири русийәдә өткүзүлидиған музика мусабиқисигә түркийәгә вәкалитән иштирак қилидикән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر