әрзурумда уйғур түрклирини қоллап намайиш өткүзүлди

өтүкән журнилиниң әрзурумдики вилайәтлик шөбисиниң 15 әзаси, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқигә йүргүзүватқан қаттиқ бесимлиқ сийаситини әйблиди.

141100
әрзурумда уйғур түрклирини қоллап намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: өтүкән журнилиниң әрзурумдики вилайәтлик шөбисиниң әзалири хитай зулумидин тайландқа қечип чиққан уйғур түрклириниң түркийәгә елип келинмигән тәқдирдә оққа тутулидиғанлиқи хәвири тарқалғандин кейин, 7 – декабир (йәкшәнбә) әнқәрә вақти чүштин кейин саәт 2 дә йақутийә наһийәсидики тарихий йақутийә мәдрисәси алдиға топланди. қоллирида байрақ вә лозункиларни еливалған намайишчи гуруппа «аллаһ түркләрни қоғдисун», «әрзурум ухлима, қериндашлириңға игә бол», «хаинлардин түрк йашлири һесаб сорайду» дәп шоар товлиди.
өтүкән журнилиниң әрзурумдики башлиқи қасим чәләби бу һәқтә байанат елан қилип, мундақ деди: «хитайниң иблисләрчә йолға қойған сийасәтлири сәвәбидин түркийәгә қечип келишкә мәҗбур болған уйғур түрклири тоққуз айдин буйан тайланд лагерлирида қамилип йатмақта. бу қериндашлиримиз мәсилини түркийәниң һәл қилишини үмид қилиду. тайланд һөкүмити 300 уйғур түркини хитайға әвәтмәкчи болуватиду, бу уларниң өлүми дегәнлик болиду. бирдинбир арзуси түркийәгә келиш болған қериндашлиримизни түркийәгә елип келиш, түркийә җумһурийитиниң ирқий, диний вә инсанлиқ бурчидур. бу йәрдә қилидиған чақириқимиз - йүз миңларчә сүрийәлик, афғанистанлиқ вә ирақлиқ көчмәнләргә қучақ ачқан түркийә җумһурийитиниң ирақ түркмәнлирини қуруқ хийалға ғәрқ қилғандәк, уйғур түрклирини үмидсизләндүрмәсликидур. түркийә уйғур түрклириниң өз вәтини, буни һәммә йахши билиши керәк.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر