«террорлуққа чарә  тепиш мусаписи» йиғини әнқәрәдә чақирилди

«террорлуқ мәсилисини һәл қилиш мусаписи» йиғини түнүгүн баш министир әһмәд давутоғлуниң рийасәтчиликидә чақирилди.

139260
«террорлуққа чарә  тепиш мусаписи» йиғини әнқәрәдә чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министирлиқ мәһкимисидә чақирилған йиғин 5 саәт әтрапида давамлашти. йиғинда, террорлуққа хатимә бериш мәқсәтлик мусапиниң нөвәттики әһвали вә таашлинидиған қәдәмләр муһакимә қилинди.

йиғинға муавин баш министирлардин бүләнт аринч, йалчин ақдоған вә нуман қуртулмуш билән дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу, ички ишлар министири әфкан ала, мудапиә министири исмәт йилмаз, баш министирлиқ мәһкимиси мәслиһәтчиси кәмал мадәноғлу, миллий истихбарат тәшкилати башлиқи хақан фидан, җәмийәт тәртипи вә бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси муһәммәд дәрвишоғлу, баш министирлиқ мәһкимиси баш мәслиһәтчиси һатәм әтә вә адаләт вә тәрәққийат партийәси гуруппа башлиқи маһир үнал қатарлиқлар қатнашти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر