йавропа иттипақиниң 3 кемиссари түркийәгә келиду

йавропа иттипақи һәйити, түркийәниң йавропа итипақи ишлири министири волқан бозқир вә ташқи ишлар министири мәвлүт җавушоғлу билән бир йәргә җәм болиду.

138587
йавропа иттипақиниң 3 кемиссари түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики дипломатик учиришишлар һәрикәтлинип кәтти. 
йавропа иттипақиниң 3 кемиссари түркийәгә келиш алдида туриду.
йавропа иттипақи ташқи ишлар алий вәкили федерика муғирини, йавропа иттипақи комитетиниң кеңийишигә мәсул комиссари җуһаннес һаһин, инсанпәрвәрлик йардәм вә киризисләргә тақабил туруш ишлириға мәсул комиссари чиристос ситайлианидис алдимиздики һәптә әнқәрәдә зийарәттә болиду.
йавропа иттипақи һәйити, түркийәниң йавропа итипақи ишлири министири волқан бозқир вә ташқи ишлар министири мәвлүт җавушоғлу билән бир йәргә җәм болиду.
түркийә йавропа иттипақи ишлири министири вулқан бозқир келәр һәптә йавропа иттипақи комитети әзалири билән йол хәритиси җәһәттә йетип келингән нутиқларни музакирлишидиғанлиқини ейтти.
муғирини вә ситайлендис андин ғазиантиптә сүрийәлик мусапирлар турушлуқ лагирларни зийарәт қилиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر