` бәшшар әсәдму һакимийәттин айрилиши лазим`

америка қошма иштатлирида зийарәттә болуватқан мәвлүт чавушоғлу, нийу йорктики учришишлири җәрйанида, ливийәдики түрк ишчиларниң тарқақлаштурулуши, қарарнамә мәсилиси вә түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә намзатлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.

144767
` бәшшар әсәдму һакимийәттин айрилиши лазим`

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида зийарәттә болуватқан мәвлүт чавушоғлу, нийу йорктики учришишлири җәрйанида, ливийәдики түрк ишчиларниң тарқақлаштурулуши, қарарнамә мәсилиси вә түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә намзатлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.
чавушоғлу, ливийәдики тоқунушлар қайтидин башланғандин буйан, 1700 вәтәндашни бихәтәр һалда түркийәгә қайтуруп кәлгәнликлирини, бир ширкәт ишчилирини тарқақлаштурушта қийинчилиқ туғулған вә өзлиригә илтимас сунулғандин кейин бу ишчиларниң мәхсус айропилан билән түркийәгә кәлтүрүлгәнликини әскәртти.
чавушоғлу, түркийәниң нурғунлиған киризисләрдә һәм өз вәтәндашлирини мувәппәқийәтлик һалда түркийәгә кәлтүргәнликини һәм башқа дөләтләрниң вәтәндашлириниң тарқақлаштурулушиға йардәмчи болғанлиқини, шу вәҗидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғини җәрйанида бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлириниң түркийәгә рәһмәт ейтқанлиқини тәкитлиди.
министир чавушоғлу, қарарнамиләрниң йеңилиниши тоғрулуқ тохталғанда, «мәмликәтниң бихәтәрликини қоғдаш вә муқимлиқини сақлаш дөләтниңму, һөкүмәтниңму вәзиписи, әң муһими түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң әсли вәзипилиридин биридур, чүнки биз азадлиқ урушни баштин кәчүргән вә мислисиз мувәппәқийәткә еришкән бир парламентқа игимиз» деди.
нийу йоркта ишқа ашурған учришишларда, түркийәниң районға қарита чүшәнчилирини инсаний вә бихәтәрлик нуқтисидин мунасивәтлик тәрәпләргә уқтурғанлиқлирини әскәрткән чавушоғлу, «малики һакимийәттин қандақ айрилған болса бәшшар әсәдниңму шундақ айрилиши лазимлиқини, сүрийәдә җәнвә хитабнамиси даирисидә бир сийасий басқучниң ишқа кириштүрүлүши керәкликини؛ һәрқайси дөләтләрниң рәһбәрлири билән елип барған учришишлиримизда инсанпәрвәрлик йардәм, терроризмни түп йилтизидин үзүл - кесил йоқитиш қатарлиқ мәсилиләрдә ташлинидиған қәдәмләрни чөридигән һалда музакирә елип бардуқ» деди.
чавушоғлу, түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши намзатлиқи тоғрулуқ ишлиниватқан хизмәтләр тоғрилиқму тохтилип, кәсипдашлириниң буниңға асасий җәһәттин иҗабий инкас қайтурғанлиқини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر