давутоғлу бәзи рәһбәрләр билән көрүшти

дөлитимиз баш министири әһмәт давутоғлу истанбулда дунйа иқтисад мунбири йиғиниға қатнашқан бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшти.

143954
давутоғлу бәзи рәһбәрләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир әһмәт давутоғлу долмабағчидики ишханисида шималий ирақ районлуқ һөкүмәтниң баш министири нәчирван барзани билән көрүшти. икки рәһбәрниң сөһбити 1 йерим саәт давамлашти. әһмәт давутоғлу чүштин кейин қирғизистан пирезиденти алмазбек атамбайев вә занзибар аптоном җумһурийитиниң муавин рәиси саиф шариф билән көрүшти.
әһмәт давутоғлу кәч тәрәптә дунйа иқтисад мунбириниң пирограммисиға қатнишиду вә нутуқ сөзләйду, арқидин йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи барросо билән көрүшиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر