хитай түркийәгә әркин сода келишими түзүшни тәклип қилди

хитай дипломатийә министири ваң йи башчилиқидики бейҗиң һәйити, дөлитимиз (түркийә) дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлуға түркийә билән әркин сода келишими түзүлүшини тәклип қилди.

141829
хитай түркийәгә әркин сода келишими түзүшни тәклип қилди

б д т ниң 69- нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә нийу йоркта зийарәттә болуватқан дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу хитай дипломатийә министири ваң йи билән көрүшти. икки дөләт вә район характерлик мәсилиләр күнтәртипкә кәлгән учришишта, хитай тәрәпниң чавушоғлу башчилиқидики түркийә дипломатийә министирлиқи һәйитигә <бир әркин сода келишиминиң имзалинишиниң пайдилиқ болидиғанлиқи> ға даир қарашлирини оттуриға қойуп өткәнлики әскәртилди.

учришишта, алдимиздики мәзгилләрдә қилинидиған зийарәтләр тилға елинип, хитай тәрәпниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң хитай хәлқ җумһурийитини зийарәт қилиш тоғрисидики үмидиниң оттуриға қойғанлиқи билдүрүлди.

учришишта йәнә, икки тәрәп сода мунасивитини раваҗландуруш мәсилиси музакирә қилинди, түркийә тәрәпниң, б д т хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалиққа намзат болуш мәсилисидә хитайниң түркийәни қоллишини тәләп қилғанлиқи әскәртилди.

парламентлар ара мунасивәтләрниң күчәйтилиши тәләп қилинған учришишта, б д т вә б д т органлири билән болған һәмкарлиқларниң раваҗландурулиши мәсилисиниңму күнтәртипкә кәлгәнлики қәйт қилинди.

учришишта йәнә, йуқири сүрәтлик пойиз йоли қурулуши лайиһәси тоғрисида пикир алмаштурулди, мудапиә вә йадро енергийәси мәсилисидиму һәмкарлиқ орнитишниң муһимлиқиниң тәкитләнгәнлики билдүрүлди.

дипломатийә министири чавушоғлу америкида лаос, гуатемала, хитай, костарика, сингапур, афғанистан, ефиопийә, пакистан, тайланд вә камбоджа қатарлиқ әлләрниң дипломатийә министирлири билән айрим учришишларни өткүзди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر