алий сайлам оргини сайламниң ғәйри рәсми нәтиҗисини елан қилди

алий сайлам оргини башлиқи сади гүвән, җумһур рәислик сайлиминиң җәзмләшмигән нәтиҗлирини елан қилди.

86465
алий сайлам оргини сайламниң ғәйри рәсми нәтиҗисини елан қилди

алий сайлам оргини башлиқи сади гүвән, җумһур рәислик сайлиминиң җәзмләшмигән нәтиҗлирини елан қилди.
гүвән, рәҗәп таййип әрдоғанниң көп санлиқниң авазиға еришкәнликини ейтти вә иккинчи басқучлуқ сайлам үчүн тәййарлиқ қилмаслиқни қарар қилғанлиқлирини уқтурди.
сади мундақ деди: «һазирғичә системимизда нәтиҗиләрниң 98% и елан қилинди. 55 милйон 198 миң сайлиғучи мәлумати системимизға кирди. системимиға киргүзүлмигән сайлиғучи сани сандуқтин чиқидиған нәтиҗигә тәсир көрсәтмәйду. бу нәтиҗигә көрә, 6201- номурлуқ җумһур рәислик қануниниң 4 – маддисиға көрә инавәтлик беләтләрниң көп санлиқини рәҗәп таййип әрдоғанниң алғанлиқи оттуриға чиқти. әтә вақитлиқ нәтиҗиләр алий сайлам оргини тәрипидин елан қилиниду. алий сайлам оргинимиз вақитлиқ нәтиҗиләрни әтә елан қилиш билән биргә дәсләпки нәтиҗиләргә асасән, 2- басқуч сайлам белитиниң бастурулмаслиқи вә чәт әлләрдә иккинчи басқуч сайлам тәййарлиқиниң қилинмаслиқи қарар қилинди.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر