түркийә, исраилийәниң ғәззә һуҗумлирини ләнәтлиди

түркийә дипломатийә министирлиқи, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан әң йеңи һуҗумлириниң бу дөләтниң һуҗумлириниң чәк – чеграсиниң йоқлуқини көрситип бәргәнликини билдүрди.

75094
түркийә, исраилийәниң ғәззә һуҗумлирини ләнәтлиди

дипломатийә министирлиқи, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан әң йеңи һуҗумлириниң електир истансиси, б д т пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш оргининиң мәктәплири, дохтурханилар вә җамәләрни һуҗум нишани қилишиниң бу дөләтниң һуҗумлириниң чәк – чеграсиниң йоқлуқини көрситип бериши нуқтисидин ибрәтлик икәнликини билдүрди.
министирлиқ тәрипидин елан қилинған байанатта, исраилийәниң хәлқара җәмийәтниң барлиқ чақириқ вә агаһландурушлириға қаримай ғәззә һуҗумлирини техиму күчәйткән һалда давамлаштурушиниң әпсуслиниш пәйда қилғанлиқи әскәртилди. байанатта мундақ дейилди: «көп санда айал вә балиларни өз ичигә алған бигунаһ пәләстинликләрниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған бу һуҗумларни ләнәтләймиз, һайатидин айрилғанлар үчүн аллаһтин рәһмәт тиләймиз, аилә – тавабиатлириға вә қериндаш пәләстин хәлқигә тәзийә билдүримиз, йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз. исраилийә һазирғичә көп санлиқи пуқра болуп 1200 дин артуқ пәләстинликниң өлүп кетиши, миңларчә кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған шундақла инсанийәткә қарши қорқунчлуқ җинайәтни тәшкил қилидиған бу һуҗумлириға дәрһал хатимә бериши керәк.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر