қизил ай җәмийитидин түркмәнләргә йардәм

түркийә қизил ай җәмийити роза һейтта тәләфәрдики түркмәнләрни йалғуз ташлап қоймиди.

73923
қизил ай җәмийитидин түркмәнләргә йардәм
  • ирақта туқунушлар башланған ийун ейиниң башлиридин буйан түркийә қизил ай җәмийити йардәм хизмәтлирини давамлаштуриватқан болуп, роза һейтта тәләфәрдики түркмәнләрни йалғуз ташлап қоймиди.
    түркийә қизил ай җәмийити әтрити 16 йүк аптомобилидики йардәм бойумлирини әрбил вә мусул йоли арқилиқ һазәр панаһланғучилар лагириға елип берип, лагерда турушлуқ аилиләргә тарқитишни башлиди.
    тарқитиш җәрйанида бәзидә қаттиқ қистаңчилиқларму йүз бәрди. нурғунлиған аилиләргә йемәк – ичмәк билән толдурулған йәшикләр вә башқа бойумлар йәткүзүп берилди.
    топа - чаңлар арисида, өтмә - төшүк чедирларда йашайдиған аилиләр өзлирини һейтта унутмиған йардәм сөйәр түрк хәлқигә рәхмәт ейтти.
    узундин буйанқи туқунушлар вә һакимийәт бошлуқиниң давамлишиватқанлиқидин пайдиланған ирақ – шам ислам дөлити тәшкилати рәһбәрликидики қораллиқ гуруппилар мусул, тикрит қатарли бәзи шәһәрләрниң контироллуқини тартивалған шундақла бу туқунушлар сәвәбидин тәхминән 1 милйонға йеқин пуқра райондин көчүп кетишкә мәҗбур болған иди.

خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر