асасий қанунниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән вәзипә өтәймән

роза һейтни истанбулда өткүзидиған җумһур рәис намзати вә баш министир әрдоған, роза һейт һарписида хусусий бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдандин тарқитиш пирограммисида меһман болди

72876
асасий қанунниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән вәзипә өтәймән

түркийә авази радийоси хәвири: роза һейтни истанбулда өткүзидиған җумһур рәис намзати вә баш министир әрдоған, роза һейт һарписида хусусий бир телевизийә қанилиниң нәқ мәйдандин тарқитиш пирограммисида меһман болди.
күнтәртиптики мәсилиләргә мунасивәтлик соалларға җаваб бәргән әрдоған, 10 - авғуст күни өткүзүлидиған җумһур рәислик сайламлирида ғәлибә қилған тәқдирдә, әнәниләргә асасән әмәс, қанун - низамларға асасән вәзипә өтәйдиғанлиқини әскәртти.
баш министир әрдоған, «алдимизда асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш хизмити бар, әгәр хәлқимиз бизгә 10 - авғуст күни җумһур рәислик вәзиписини тапшурса, қанун бойичә вәзипимизни биҗанидил иҗра қилимиз, мән әнәниләргә асасән әмәс, асасий қанунниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән вәзипә өтәймән» деди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر