пәләстинлик йаридар түркийәгә кәлтүрүлди

исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири давам қилмақта, түркийә барлиқ идарә – органлири билән бирликтә пәләстин хәлқи үчүн һәрикәт қилишни давамлаштурмақта.

71922
пәләстинлик йаридар түркийәгә кәлтүрүлди

пәләстинлик йаридар түркийәгә кәлтүрүлди؛ исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири давам қилмақта, түркийә барлиқ идарә – органлири билән бирликтә пәләстин хәлқи үчүн һәрикәт қилишни давамлаштурмақта.
һуҗумларда йариланғандин кейин мисирда балнистқа елинған пәләстинлик абдуррәуф ғази муһәммәд баш министир әрдоғанниң йолйуруқиға асасән, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи тәрипидин түркийәгә елип келинди.
муһәммәд түркийә һава йоллири ширкитиниң бир йолучилар айропилани билән қаһирәдин ататүрк айродорумиға кәлтүрүлүп, истанбул бакиркөй доктор сәди конук дөләт дохторханисида балнистқа елинди. башқа йаридарларниңму түркийәгә кәлтүрүлүши үчүн хизмәт ишлиниватқанлиқи әскәртилди.
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи башлиқи сәрдар чам, түркийәниң пәләстин хәлқигә йардәм қилиш үчүн барлиқ идарә – органлири билән һәрикәт қиливатқанлиқини ейтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر