давутоғлу: һамассиз нәтиҗә һасил болмайду

әһмәд давутоғлу, «һамасни нәзәрдин сақит қилип туруп уруш тохтитишни капаләткә игә қилғили болмайду, бир тәрәпни йоқ һесаблап туруп, нәтиҗә һасил болмайду» деди.

71975
давутоғлу: һамассиз нәтиҗә һасил болмайду

исраилийәниң ғәззә һуҗумлириниң ахирлаштурулуши вә уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш мәқситидә чақирилған хәлқаралиқ йиғинға иштирак қилиш үчүн парижға барған дипломатийә министири әһмәд давутоғлу, «һамасни нәзәрдин сақит қилип туруп уруш тохтитишни капаләткә игә қилғили болмайду, бир тәрәпни йоқ һесаблап туруп, нәтиҗә һасил болмайду» деди.
давутоғлу парижда TRT хәвәр вә тәнтәрбийә тарқитишлири башқармисиниң башлиқи насуһи гүнгөрниң соаллириға җаваб бәрди؛ давутоғлу, ғәззәдә ишқа ашурулидиған уруш тохтитишниң мәсилиниң һәқиқий тәрәплириниң музакирилири нәтиҗисидә ишқа ашидиғанлиқини тәкитлиди.
мисир билән исраилийәниң өзара мәслиһәтлишиш арқилиқ қуруқлуқ һәрикити башлинип бир муддәт өткәндин кейин уруш тохтитиш елан қилғанлиқини әслитип өткән давутоғлу, «уруш тохтитишниң актийорлири музакиригә иштирак қилмиған болса, уруш тохтитишниң давамлишидиған болуши мумкин әмәс» деди. «исраилийә халиса уруш тохтитиш елан қилиду, халиса һуҗум қилиду» тонушиниң еғир хаталиқ икәнликини әскәрткән дипломатийә министири давутоғлу, бу арқилиқ әслидә һамасниң вә ғәззә хәлқиниң ирадисиниң йоқ һесабланғанлиқини, сәпниң сиртида қалдуруп қойулғанлиқини қәйт қилди.
давутоғлу, музакирини пәқәт исраилийә билән мисир арисидики бир җәрйандәк көрүнүшиниң уруш тохтитишниң һазирғичә кечикип кетишиниң әң муһим сәвәблириниң бири икәнликиниму тәкитләп өтти. әһмәд давутоғлу, һамасниң бир миллий азатлиқ һәрикити икәнликигә ишарәт қилған һалда, уруш тохтитишни рәт қилмиғанлиқини әскәртти.
министир давутоғлу, нөвәттә нишанниң һамас билән исраилийә арисида уруш тохтитишни 24 саәтликтин болуп роза һейит бойичә давамлаштуруш арқилиқ узун муддәтлик уруш тохтитиш музакирилрини давамлаштуруш икәнликини ейтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر