`түркийә йавропа иттипақиға нисбәтән наһайити муһим дөләт`

исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири тоғрулуқ тохталған йавропа иттипақи ишлири министири, қошумчә башмузакиричи мәвлүт чавушоғлу, «дунйа тинчлиқи үчүн, түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқиниң қанчилик дәриҗидә муһимлиқи йәнә бир қетим испатланди» деди

70735
`түркийә йавропа иттипақиға нисбәтән наһайити муһим дөләт`

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири тоғрулуқ тохталған йавропа иттипақи ишлири министири, қошумчә башмузакиричи мәвлүт чавушоғлу, «дунйа тинчлиқи үчүн, түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқиниң қанчилик дәриҗидә муһимлиқи йәнә бир қетим испатланди» деди.
чавушоғлу, йавропа иттипақи ишлири министирлики тәрипидин берилгән иптар зийапитидә сөзлигән нутиқида, бир дөләткә қаритилған наразилиқ шу дөләтниң хәлқигә қаритилмаслиқи лазим» деди.
иптар зийапитигә, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң сабиқ рәһбири дәниз байқал, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилири, диний җамаәтләрниң лидәрлири, ахбарат васитилириниң әнқәрәдә турушлуқ вәкиллири иштирак қилди.
чавушоғлу, районда йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлириниң рамизан хушаллиқиға көләңгә чүшүргәнликини ейтти.
чавушоғлу, ғәззәдә давамлишиватқан вәһшийлик түпәйли рамизанниң қайғу - һәсрәт ичидә өткәнликини, түркийә хәлқиниң районда тинчлиқни халайдиғанлиқини қәйт қилди.
түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучидики ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлигән чавушоғлу, райондики өзгиришләрниң түркийәниң йавропа иттипақиға нисбәтән қанчилик дәриҗидә муһим бир дөләт икәнликини йәнә бир қетим испатлап бәргәнликини ейтти.
чавушоғлу, пүткүл дунйа қалаймиқанчилиқ патқиқиға петип қелип, бир қатар қиммәт өлчәмлирини унтушқа башлиған бир пәйттә, түркийәниң йавропа иттипақи маслишиш басқучида йолға қойған ислаһатлар вә али демократийә нишанлирини ишқа ашуруш истиратегийәсиниң қанчилик дәриҗидә муһимлиқини йәнә бир қетим пүткүл җаһанға билдүрүп қойғанлиқини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر