исраилийәгә учуш чәклимисиниң муддити узартилди

қатнаш ишлири министири, исраилийәгә учуш чәклимисиниң муддитиниң йәнә 24 саәт узартилғанлиқини билдүрди

69149
исраилийәгә учуш чәклимисиниң муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәгә учуш чәклимисиниң муддити узартилди.
қатнаш ишлири министири, исраилийәгә учуш чәклимисиниң муддитиниң йәнә 24 саәт узартилғанлиқини билдүрди. қатнаш, деңизчилиқ вә учур ишлири министири лүтфи әлван, түнүгүн әнқәрәдә ахбарат вастилири билән иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди. түркийә һава йоллири ширкәтлириниң исраилийәгә түнүгүн ахшам 22.00 дин башлап 24 саәтлик учуш чәклимиси қойғанлиқини әскәрткән әлван, исраилийәниң һуҗумлири үзлүксиз давамлишиватқанлиқи түпәйли чәклиминиң муддитиниң йәнә 24 саәт узартилғанлиқини қәйт қилди. йәнә бир тәрәптин, америка қошма иштатлири исраилийәгә учуш чәклимисини бикар қилди. америка қошма иштатлири федерал авийатсийә оргини, америка һава йоллири ширкәтлириниң исраилийәгә қаратқан учуш чәклимисини бикар қилди. америка қошма иштатлири федерал авийатсийә оргини тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, шу җай вақти саәт 23.45 , әнқәрә вақти саәт 06.45 етибари билән чәклиминиң бикар қилинғанлиқи уқтурулди. байанатта, чәклимини бикар қилиш қарариниң, исраилийәдики бихәтәрлик әһвали қарап чиқилған вә исраилийә һөкүмитиниң пуқрави авийатсийә хизмитигә мунасивәтлик хәвпләрниң алдини елиш тәдбирлири көздин кәчүрүлгәндин кейин елинғанлиқи билдүрүлди. америка қошма иштатлири федерал авийатсийә оргини, алдинқи күни бихәтәрлик әндишилири түпәйли америка һава йоллири ширкәтлириниң исраилийәгә учушини 24 саәт мәний қилған, түнүгүнму чәклиминиң муддити йәнә 24 саәт узартилғаниди. чәклимә қарариниң, Ben Gurion һава йоллири ширкитиниң 1 мил (1.6 километир) әтрапиға бир рокет бомбиси чүшкәндин кейин елинғанлиқи билдүрүлгәниди. бу қарар, җумһурийәтчи палата әзаси тед кирузни өз ичигә алған америкидики бир қисим дөләт әрбаблири билән исраилийә һөкүмитиниң қаттиқ тәнқидигә учриғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر